Каинат тиниқлири

Узақ қәрәллик реҗиниң баби: 4

4-дәрис

Мәктәп: «Қырғызсай оттура мәктиви мәктәпкичә болған ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси
Күни: 12.12 Муәллимниң исим-фамилияси: Азнабакиева Тамарахан.Акимовна
Синип: 8 «В» Қатнашқанлар: Қатнашмиғанлар:
Дәрисниң мавзуси: Каинат тиниқлири  

 

Мошу дәристә қол йәткүзүлидиған оқуш мәхсәтлири (Оқуш программисиға ишарә): 8.1.3.1-тиңшалған мәтинниң мәзмунини чүшиниш, сунулған әхбараттин әстәрлик ойни ениқлаш;  8.4.4.2-жүмлиниң баш вә әгәшмә бөләклириниң жүмлә ясаштики өзигә хас орнини, хизмитини чүшинип қоллиниш.

 

 Дәрисниң мәхсити:

 

Барлиқ оқуғучилар орунлалайду: мәтиндә берилгән асасий пикирни ейтип берәләйду; жүмлиниң баш вә әгәшмә бөләклирини ажритишни билиду, һаләтниң түрлирини айришни билиду;
Оқуғучиларниң көпчилиги орунлалайду: мәтин бойичә соалларға жавап тапалайду; әгәшмә бөләклириниң жүмлә ясаштики өзигә хас орнини, хизмитини чүшинип қоллиналайду; һаләтниң түрлирини жүмлә ичидә қоллинишни билиду;
Айрим  оқуғучилар орунлалайду: мәтиндики асасий мәсилини ажриталайду; жүмлиниң баш вә әгәшмә бөләклириниң жүмлә ясаштики өзигә хас орнини, хизмитини чүшинип қоллинишни билиду; жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилишни өзләштүриду.
Баһалаш критерийлири: -тиңшиған мәтиндики асасий пикирни ажритишни билиду:

– һаләтниң түрлирини ажритишни билиду;

-уларниң ясилиш усуллирини чүшиниду вә жүмлә ичидин ениқлашни билиду;

-әгәшмә мүчиләрни синтаксислиқ тәһлил қилалайду.

Тиллиқ мәхсәтләр:

 

Оқуғучилар орунлалайду:

Пәнгә вә мавзуға бағлиқ аталғуларни, сөз бирикмилирини орунлуқ пайдилиналайду.

Пəнгә мунасивәтлик луғәт фонди вә аталғулар: белок клеткилири, тоқулмилар, космослуқ ғизалиниш
Диалог қурушқа / язма иш орунлашқа пайдилиқ сөз бирикмилири: Юрий Гагарин, Гермон Титов
Тәһлил қилишқа беғишланған соаллар:
Йәрдики вә каинаттики тамақлинишниң алаһидиликлири һәққидә немә билисиләр?
 Қәдрийәтләрни өзләштүрүш: Оқуғучиларни жәмийитимиздики миллий бирликни, течлиқ билән итиппақлиқни сақлашқа үгитиш. Оқуғучиларниң жүмлә бөләклирини тоғра пайдилинип, стилистикилиқ саватлиқ йезиш қабилийитини  риважландуруш.
Пәнарилиқ мунасивәт: География
Мавзу бойичә бурунқи билимләр:  Каинатшунаслиқ
    Дәрисниң бериши:
Дәрисниң реҗиләнгән басқучлири Дәристә реҗиләнгән мәшиқ түрлири: Ресурслар

 

Дәрисниң беши

 

1.Синипта  йеқимлиқ психологиялик муһит яритиш.  «Ривайәт-адәм» усули. Космос билән бағлинишлиқ улуқ адәмләрниң һаятидин әсләтмиләрни ейтиш.

2. Оқуғучиларни оқуш вә дәрис мәхсәтлири билән тонуштуруш.

Дәптәрлиримизни ечип, бүгүнки күн, айни язимиз.

3. Өй тапшурмисини тәкшүрәш.

Тест тапшурмиси

1. Һаләт дегинимиз немә?

А. жүмлиниң хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң бәлгүсини билдүриду.

В. Жумлидики исим арқилиқ ипадиләнгән бөләккә беқинип, униң бәлгүсини билдүриду.

С.жүмлидики иш-һәрикәт қаритилған шәйини билдүриду

2. Вақит һалитини көрситидиған жүмлини тап

А.Биз интайин һардуқ.

В. Әтә мәктәптә жиғин болиду.

С. Бу өй яғачтин ясалған.

3. Ракета самолеттин илдам учиду дегән жүмлидики тәрз һалитини тап.

А. ракета           В. илдам           С. Самолеттин

4. Жүмлидин һаләтни тап. Ямғур шақирап яғди.

А. ямғур   В. яғди.     С. шақирап

Жавави: 1-а; 2-В; 3-В; 4-С;

 

«Ривайәт-адәм» усули

 

 

 

 

 

 

 

 

Тест тапшурмилири

Дәрисниң оттуриси

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

1-тапшурма. Оқуғучилар мәтинни диққәт қоюп тиңшайду,  мәзмунини чүшинип, сунулған әхбараттин асасий ойни ениқлайду.

Қени балилар, мәтиндә немә тоғрисида ейтиливатиду? Космонавтларниң тамақлири қандақ болуш керәк?

Яхши. Әнди мошу мәтиндин бир жүмлини елип, униң баш вә әгәшмә мүчилирини ажритайли.

Америкилиқ вә бизниң космонавтлиримизниң сөйүмлүк таамлириниң бири-яңақ қошулған сүзмә болуп һесаплиниду.

 

География пәниниң муәллими Әсет ағайға сөз берәйли.

 

«Космонавтларниң тамақлири» тоғрисида  видео көрстиш.

 

2-тапшурма.

«Венн» диаграммисини пайдилинип, каинаттики вә йәрдики адәмләрниң ғизалиниши тоғрилиқ селиштурма мисалларни кәлтүриңлар.

 

 

 

Йәр охшашлиқ Каинат
 

 

 

 

 

   

Ярайсиләр!

Әнди, сөзләр йезилған қәғәзләрни бирдин алимиз. Бу йәрдә 4 соал вә 4 жавап бар.Силәр у яқ-бу яққа меңип, сөзлимәстин тоғра соал вә жавапни, йәни өз шеригиңларни тепип туруңлар.

«Шерикләр» усули

1.Дәсләпки космонавт Ю.Гагаринниң тамақ рационида нәччә тюбик паста болған?

    3 тюбик паста.

2. Герман Титов космоста қанчә саат болди?

25 саат болди.

3. Америкилиқ вә бизниң космонавтларниң сөйүмлүк тамиғи немә болған?

яңақ қошулған сүзмә.

4. Адәм үчүн әң һажәт болидиған белоклар қайси озуқ-түлүкләрдә?

гөш, тухум, белиқ, сүтләрдә болиду.

Яхши. Ярайсиләр!

Биз алдиңқи дәристә һаләт һәққидә өткән едуқ. Бүгүн һаләтниң түрлирини давамлаштуримиз. Қени дәрисликниң 71-бетини ечип, орун, сәвәп, мәхсәт һалитиниң қаидилирини  оқуп чиқимиз. Андин чүшәндүримиз.

Орун, мәхсәт вә сәвәп һалитиниң жүмлиләрдә ипадилиниши һәққидә өткән мавзуни давамлаштуриду.

1. Орун һалити жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң орнини билдүриду. Орун һалити орун рәвишлири (нери, бери, жуқури, төвән, илгири) вә чиқиш, орун-вақит, йөнилиш, чәк келишләрдики орун-жайни билдүридиған исимлар арқилиқ ипадилиниду. Әркинниң өйи мәлиниң жуқурисиға жайлашқан.

2. Сәвәп һалити жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң сәвәвини билдүриду.Сәвәп һалити пүткән һаллиқ вә пүтмигән һаллиқ исимдашларға, бәзи исимларға чиқиш келиш қошумчилириниң яки «үчүн» тиркәлмисиниң қошулуши арқилиқ вә –ғачқа қошумчиси арқилиқ ясалған рәвишдашлар арқилиқ ипадилиниду. Әркин яхши оқуғанлиқтин мукапатланди.

3. Мәхсәт һалити жүмлә хәвиридә ипадиләнгән иш-һәрикәтниң мәхситини билдүриду. Мәхсәт һалити мәхсәт рәвиши, мәхсәт рәвишдиши һәм үчүн тиркәлмиси яки дәп ярдәмчи пеили билән кәлгән сөзләр арқилиқ ипадилиниду.

Йолдаш Астанаға оқуғили кәтти.

Тахтида иш. Биз таққичә пиядә бардуқ. У хошаллиқтин вақиравәтти. Әркин сүрәт ясаш үчүн көк, сериқ бояқларни сетивалди.

Дескрипторлар:

– оқуғучи алған билими арқилиқ

селиштурушни, тәһлил қилишни билиду;

– һаләтниң түрлирини ажритишни билиду

Қелиплаштурғучи тапшурма.

Жүмлиләрдин һаләтләрни тепип, астиға сизиң вә һаләтләрниң түрлирини ениқлаңлар.

Байқоңур – дуниядики әң йоған космодром. У Қазақстан территориясидә, Қизилорда вилайитидә орунлашқан. У йәрдә заманивий телескоплар жирақтики жисимларни йоғартип, очуқ көрситиду.

Дескрипторлар:

–          һаләтни жүмлә ичидә ажритишни билиду;

–          Һаләтниң түрлирини ениқлашни билиду;

 

(Ш)  Оқуғучилар «Икки юлтуз, бир тәклип» усули арқилиқ бир-бирининиң ишини  баһалайду.

     Өй тапшурмиси: 69-71-бәт. 4-тапшурма

Арзиев Р., Дуганова Г., Имиров А.

Уйғур тили:   8-синип үчүн дәрислик.Алмута: Мектеп, 2018.

 

 

 

 

 

 

видеоролик

 

 

«Венн» диаграмма

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

«Шерикләр» усули

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Дәрислик

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

«Икки юлтуз, бир тәклип» усули

Дәрисниң ахири

 

 

Дәрис ахиридики оқуғучилар рефлексияси:

Төвәндики соаллар асасида                                “Чиқиш вариғини” толтуруңлар.

1. Бүгүн мән немә үгәндим?

4. Дәристики материаллардин өзәм үчүн қандақ пайда алдим?

 

“Чиқиш вариғи”

 

Cізге ұнауы мүмкін...

Добавить комментарий

Ваш адрес email не будет опубликован. Обязательные поля помечены *